түркийә коҗали қәтлиаминиң 29 йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи коҗали қәтлиаминиң 29 йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

1591202
түркийә коҗали қәтлиаминиң 29 йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә әрмәнләрниң 1992 – йили 26 – февралда садир қилған «хоҗали қәтлиами»ниң хатирә күни мунасивити билән байанат елан қилип: «җаниҗан әзәрбәйҗанниң азаблирини қәлбимизниң әң чоңқур қатламлирида һес қилмақтимиз вә уни ортақлашмақтимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әрменийә қисимлириниң 1992 -йили 26- февралда әзәрбәйҗанниң үстүн қарабағ районидики хоҗаәли шәһиригә һуҗум қозғап, айаллар вә балилар болуп 613 әзәрбәйҗан пуқрасини қирғин қилип, нәччә йүзлигән әзәрбәйҗан пуқрасини әсиргә алғанлиқини хатиритилип өтти.

миңдин артуқ адәм әсиргә чүшүп қалған, йоқап кәткәнләрниң из-дерикиниң һазирғичә болмиғанлиқи қәйт қилинған байанатта: «дунйаниң көзи алдида йүз бәргән хоҗали қәтлиами пәйда қилған җараһәтләрниң һазирму йепйеңи һаләттә икәнликини билимиз, шундақла җаниҗан әзәрбәйҗанниң азаблирини қәлбимизниң әң чоңқур қатламлирида һес қилмақтимиз вә уни ортақлашмақтимиз. хоҗалидики қәтлиамда җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләймиз, барлиқ әзәрбәйҗан хәлқигә чин қәлбимиздин тәзийә билдүримиз вә һайатидин айрилғанларниң қиммәтлик әслимилири алдида һөрмәт билән баш егимиз» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, бу мунасивәт билән әзәрбәйҗанниң ишғал астидики земинлирини азад қилғанлиқи вә йурт — маканлиридин мәһрум қилинған бир милйон әзәрбәйҗанлиққа йуртиға қайтиш йолини ачқан вәтән җеңидә җенидин айрилған шеһитләрниң йәнә бир қетим һөрмәт билән әсләнгәнлики билдүрүлди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму тивиттердики адресида бу һәқтә учур һәмбәһриләп: «буниңдин 29 йил илгири хоҗаәлидә шәпқәтсизләрчә қәтл қилинған әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни сеғиниш ичидә әсләймән. бу инсанлиқ җинайитини унтумидуқ, унтумаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر