түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң малидики көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш - муқимлаштуруш қисми базисиға қилинған терорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1581296
түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, дост вә қериндаш дөләт малида тинчлиқ вә муқимлиқни сақлашниң муһимлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, һуҗумда йариланған тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлиригә шипалиқ тилинип, мундақ дейилди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң малиниң мәркизий райониға җайлашқан көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш - муқимлаштуруш қисми базисида терорлуқ һуҗуми йүз бәргәнлики, һуҗумда тинчлиқ сақлаш қисминиң 20 әскириниң йариланғанлиқидин әпсусланған һалда хәвәр таптуқ, һуҗумни қаттиқ әйибләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر