әрдоған гиретсийә баш министирини қаттиқ тәнқид қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә баш министири кирийакос мичотакисқа қаттиқ наразилиқ билдүрди вә: «һәддиңдин ашма» деди.

1581075
әрдоған гиретсийә баш министирини қаттиқ тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң парламенттики гуруппа йиғинида сөз қилди.

у түркийә билән гиретсийә оттурисидики мәсилиләрни һәл қилиш үчүн көрүшидиғанлиқини әскәртип, гиретсийә баш министириға хитаб қилди.

у: «көрүшәйли дәватсақ, мичотакис байанат елан қилип, һәйвә қиливатиду. сән һәйвә қилғандин кейин, биз сән билән қандақ көрүшимиз? алди билән һәддиңдин ашмаслиқиң керәк. билишиң керәкки, ундақ қилмисаң, үстәлни өрүп қачқан сән болисән. бундақ әһвалда, биз сән билән үстәлгә кәлмәймиз. сән арқаңдики йөләнчүклириңгә ишинисән, әмма уларниң һечбиридин саңа пайда кәлмәйду. биз өзимизни өзимиз оператсийә қилимиз, униң үчүн қарам түркләрни йахши билишиң керәк» деди.

у түркийәниң йерим әсирдин буйан аралда давамлишиватқан мәсилиләр түпәйли, шималий қибрис түрклириниң техиму көп зийанкәшликкә учришиға рухсәт қилалмайдиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«аралларда қилғанлириңлар оттурида, немәңларгә ишинисләр. бир йәрләрдин келидиған йардәмләргә ишинәмсиләр? әгәр униңға ишәнсәңлар, хаталашқан болисләр. қәйәрдин немә келишидин қәтийнәзәр, билишиңлар керәкки, түркийә өз җайида қәддини тик тутуватиду, керәк болғанда немә қилишини йахши билиду.»

у гиретсийә вә қибрис рум тәрәпниң байанатлириға қариғанда, қибрис түрк тәрәпни йоқ һесаблиған позитсийәдә өзгириш болмиғанлиқини әскәртип: «қобул қилиңлар йаки қилмаңлар, әмди қибриста икки дөләтлик һәл қилиш чарисидин башқа, чиқиш йоли қалмиди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر