әрдоған  меркел билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән телеконферанс васитиси арқилиқ көрүшти.

1579736
әрдоған  меркел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, түркийә – германийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида ташлинидиған қәдәмләр  вә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилған көрүшүштә, әрдоған, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлирини иҗабий бир күнтәртипкә асасән илгири сүрүш ирадилириниң қәтийликини әскәрткән, һәмдә йавропа иттипақиниң март ейида чақирилидиған башлиқлар йиғиниғичә учур – алақиниң көпәйтилип, техникилиқ сөһбәтләрниң өткүзүлүшини үмид қилидиғанлиқини ейтқан.

йавропа иттипақиниң түркийәгә адил вә иҗабий позитсийә тутушиниң һәр икки тәрәпкә пайдилиқ икәнликини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, 18 - март ортақ келишим лайиһәси  (тәртипсиз көчмәнләрни қайта қобул қилиш бәдилигә түркийә пуқралиридин визиниң кәчүрүм қилиниши) ни йеңилаш үчүн зөрүр болған хизмәтләрниң дәрһал ишлиниши керәкликини қәйт қилған.

у йәнә, португалийәниң нөвәтчи рәислик муддити ахирлишиштин илгири түркийә-йавропа иттипақи башлиқлар йиғини өткүзүлүшини үмидни қилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

германийә һөкүмити байанатчиси стеффен сейберт тәрипидин елан қилинған йазма байанаттиму, меркелниң талаш – тартишлиқ мәсилиләрдә дийалог өткүзүш арқилиқ алға илгириләшмниң муһимлиқини тәкитләш билән бир вақитта, түркийәниң шәрқий ақдеңиз мәсилисигә қарита ахирқи иҗабий сигналлири вә өзгиришләрдин хурсән икәнликини қәйт қилған, һәмдә йавропа иттипақи билән түркийә оттурисидики муқим вә иҗабий мунасивәтләрниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини байан қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر