мәвлут чавушоғлу кувәйт, оман вә қатарда рәсмий зийарәттә болиду

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 9-февралдин 11-февралғичә кувәйт, оман вә қатарда рәсмий зийарәттә болиду.

1579156
мәвлут чавушоғлу кувәйт, оман вә қатарда рәсмий зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи елан қилған йазма байанатта, чавушоғлуниң бу зийарәтләр даирисидә, мәнсәпдашлири вә башқа йуқири дәриҗилик мәсуллар билән учришидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, зийарәтләр вәсилиси билән өткүзүлидиған учришишларда өзара мунасивәтләрниң охшимиған тәрәплири музакирә қилиниши вә район характерлиқ шундақла хәлқаралиқ мәсилиләрдә пикир алмаштурулиши мөлчәрлиниватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта , чавушоғлуниң өз нөвитидә йәнә, түрк сода - санаәтчиләр биләнму бир йәргә җәм болидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر