түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә малиниң мопти районида мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1578024
түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, дост вә қериндаш мали хәлқи вә һөкүмитигә сәмимий тәзийә билдүрди, һуҗумда қаза қилғанларниң аилә – тавабиатлириға тәсәллий бәрди вә йариланғанларға тез шипалиқлар тилиди.

байанатта: «малиниң мопти райониниң бони шәһиридики бир һәрбий газармини зәрбә обйекти қилған террорлуқ һуҗумида көп санда адәмниң қаза қилғанлиқи, йәнә нурғун кишиниң йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилди. биз бу террорлуқ һуҗумини әйибләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر