түркийәниң нопус истатистикиси елан қилинди

түркийә нопуси 2020- йили алдинқи йилға селиштурғанда 459 миң 365 адәм көпийип 83 милйон 614 миң 362 гә йәтти.

1577118
түркийәниң нопус истатистикиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: әрләр нопуси 41 милйон 915 миң 985 кә, айаллар нопуси 41 милйон 698 миң 377 гә йәткән болуп, омумий нопусниң 50.1 пирсәнтини әрләр, 49.9 пирсәнтини айаллар тәшкил қилди.

истанбулниң нопуси алдинқи йилға селиштурғанда 56 миң 815 адәм азийип 15 милйон 462 миң 452 гә төвәнлиди.

түркийә нопусиниң 18.49 пирсәнти йашайдиған истанбулдин қалса тәртипи бойичә, бәш милйон 663 миң 322 адәм билән әнқәрә, төт милйон 394 миң 694 адәм билән измир, үч милйон 101 миң 833 адәм билән бурса вә икки милйон 548 миң 308 адәм билән анталйа нопуси көп шәһәрләрни шәкилләндүрди.

байбурт 81 миң 910 адәм билән нопуси әң аз вилайәт болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر