түркийә әскәрлири натода йуқири иқтидарини көрсәтти

нато қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштаби твиттерда, «интайин йуқири тәййарлиқ сәвийәдә бирләшмә вәзипә өтәш қисми» даирисидә манивер өткүзгән түркийә әскәрлириниң көрүнүшлирини һәмбәһирлиди.

1577098
түркийә әскәрлири натода йуқири иқтидарини көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: нато қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштаби твиттерда, «интайин йуқири тәййарлиқ сәвийәдә бирләшмә вәзипә өтәш қисми» даирисидә манивер өткүзгән түркийә әскәрлириниң көрүнүшлирини һәмбәһирлиди.

һәмбәһирләнгән көрүнүшләрдә, түркийә әскәрлириниң түркийәдә йасалған «вуран» маркилиқ һәрбий аптомобил вә дәрйалардин өтүштә ишлитилидиған «самур» ләйлимә көврүклиридин йуқири маһарәт билән пайдилиниватқанлиқи мәзмун қилиниду.

түркийә әскәрлириниң йуқири вәзипә өтәш иқтидари бу көрүнүшләр билән йәнә бир қетим намайан қилинди.

интайин йуқири тәййарлиқ сәвийәсидә бирләшмә вәзипә өтәш қисминиң қоманданлиқ һоқуқи 2021-йили 31-декабирғичә түркийәдә болиду.

натониң илгирики байанатида, түркийәниң нато тәркибидә һәрикәт қабилийити әң йуқири қисимлардин болған мәзкур қисим үчүн, болупму арқа сәп вә оқ-дора етийаҗлирини пиланлашқа муһим мәбләғләрни салғанлиқи тәкитләнгән иди.

нато әзалири һәр йили нөвәт билән қоманданлиқ қилидиған бу қисимға, полша 2020-йили, германийә 2019-йили қоманданлиқ қилған иди.

мәзкур қисим нато иттипақдашлирини һәр қандақ тәһдиткә қарши қоғдаш үчүн қисқа вақит ичид һәрикәткә өтәләйдиған шәкилдә тәййар һаләттә туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر