«әрән – 3 ағри теғи» һәрбий һәрикити башланди

ички ишлар ишлар министирлиқи 1040 һәрбий хадимниң иштирак қилишида «әрән – 3 ағри теғи» һәрбий һәрикитиниң башланғанлиқини җакарлиди.

1569467
«әрән – 3 ағри теғи» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни тамамән дөләтниң күнтәртипидин чиқириш вә районда йошурунуп йетиватқанлиқи мөлчәрлиниватқан террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, дәсләпкиси, ағриниң тәндүрәк районида, иккинчиси, дийарбақирниң лиҗә районида ишқа кириштүрүлгән әрән һәрбий һәрикәтлириниң давами ағри теғида елип берилмақта.

һәрбий һәрикәткә, қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң алаһидә қисимлири, қораллиқ сақчи қисим җиддий һәрикәт әтрәтлири, сақчи алаһидә һәрикәт әтрәтлири вә аманлиқ сақлиғучилар әтрәтлиридин 1040 һәрбий хадим, 59 һәрбий һәрикәт әтрити иштирак қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر