әрдоған тоққуз вилайәтниң партийә қурултийиға қатнашти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йошурун күчини, селинма, ишләпчиқириш, иқтисадий ешиш, ишқа орунлаштуруш вә експортни мәркәз қилған қараш билән һәрикәткә кәлтүргәнликлирини ейтти.

1565923
әрдоған тоққуз вилайәтниң партийә қурултийиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) ниң 7-қетимлиқ маниса, айдин, адийаман, килис, мардин, бингөл, битлис, әлазиғ вә муш вилайәтлириниң қурултийиға, истанбул ваһдәттин сарийидин син көрүнүшлүк шәкилдә қатнашти.

рәҗәп таййип әрдоған: «хәлқимизниң һәр биригә даим уларни қоллайдиғанлиқимизни көрситидиған нурғун пирограммиларни әмәлгә ашурдуқ» деди.

у иқтисадта күчлүк илгириләш үчүн зөрүр ислаһатларни вә тәрәққий қилдурған сийасәтләрни қәтийлик билән иҗра қилғанлиқлирини қәйт қилди.

у: «маариптин сәһийәгичә, қатнаштин енергийәгичә, санаәттин содиғичә һәр саһәдә, бу йеңи мусапигә мувапиқ илгириләшләрни қолға кәлтүрүватимиз. дөлитимизниң йошурун күчини, селинма, ишләпчиқириш, иқтисадий ешиш, ишқа орунлаштуруш вә експортни мәркәз қилған қараш билән һәрикәткә кәлтүрдуқ. түркийәниң районлуқ вә дунйави күчи йүксәлгәнсери, дөлитимизгә қаритилған һуҗумларниңму ешиватқанлиқи бир һәқиқәт» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر