тәслим болуватқан террорчилар сани барғансери көпәймәктә

мардинда қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к әзаси йәнә бир террорчи дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

1564851
тәслим болуватқан террорчилар сани барғансери көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, мардин вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби қайил қилиш әтрәтлири тәрипидин, дөләт ичи – сиртида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к/п й д/й п г ниң сепидә паалийәт елип бериватқанлар билән, уларниң аилилириниңму қоллиши астида учур - алақә орнитилип, уларниң террорлуқ тәшкилатидин қечиши ишқа ашурулмақта икән.

бу даиридә ишлиниватқан хизмәтләр давамида қайил қилинған «зиндан әмәд» тәхәллуслуқ з.о, қоралсиз вә оқ – дорисиз һалда дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған.

мардинда, 2015 – йили бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң сепигә қетилған з. о ниң «қораллиқ террорлуқ тәшкилатиға әза болуш» җинайити билән үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи ениқлап чиқилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر