мәвлут чавушоғлуға «һилал ай-пакистан» ордени тәқдим қилинди

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу икки күнлүк рәсмий зийарити даирисидә, пакистанниң пайтәхти исламабадқа йетип барди.

1562625
мәвлут чавушоғлуға «һилал ай-пакистан» ордени тәқдим қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу алди билән пакистан пирезиденти ариф әлви билән көрүшти.

ариф әлви җиннаһ залида өткүзүлгән мурасимда мәвлут чавушоғлуға «һилал ай-пакистан» орденини тәқдим қилди.

мәвлут чавушоғлу иҗтимаий таратқу һесабида учришиш һәққидә һәмбәһирлигән байанатида: «пирезидент ариф әлвигә җумһур рәисимиз (@RTErdogan) рәҗәп таййип әрдоғанниң саламини вә йахши тиләклирини йәткүздуқ. пакистан бизниң иккинчи өйимиз. йахши мунасивәтлиримизни техиму илгири сүримиз. мән һилал ай-пакистан орденини пәхирләнгән һалда асимән. йашисун түркийә - пакистан қериндашлиқи!» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر