чавушоғлу сомалида һуҗумға учриған ширкәтниң саһиби билән көрүшти

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сомалида һуҗумға учриған түрк ширкити әнәз гуруһиниң саһиби һидайәт зорлу билән бир йәргә җәм болди.

1557870
чавушоғлу сомалида һуҗумға учриған ширкәтниң саһиби билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, зорлу, учришишта, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән муавин ташқи ишлар министири йавуз селим қиранға һуҗум һәққидә мәлумат берип, сомалида йеқинқи икки йилдин буйан түрк ширкәтлири вә хизмәтчи – хадимлириниң түрлүк һуҗумларға учраватқанлиқини ейтқан.

чавушоғлуму зорлуға һуҗумда һайатидин айрилған вә йариланған хизмәтчи – хадимлири үчүн тәзийә билдүргән вә униңдин һал сориған.

сомалиниң пайтәхти могадишу вә афгойе районлири оттурисидики йол қурулушини һөддигә алған әнәз гуруһи 2 – йанвар күни террорлуқ һуҗумиға учриған, һуҗумда иккиси түрк 5 киши қаза қилған, 3 и түрк 14 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر