ақар 2020 - йили бир тәрәп қилинған террорчи санини елан қилди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар 2020 – йили ичидә түркийәниң ичи – сиртида елип берилған террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.

1554514
ақар 2020 - йили бир тәрәп қилинған террорчи санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, 2020 – йили ичидә түркийәниң ичи – сиртида елип берилған 200 дин артуқ зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң үч миң 664 террорчисиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

түнүгүн дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң рийасәтчиликидә армийә баш иштаб башлиқи генерал – полковник йашар гүләр, һәр қайси қисимларниң қоманданлири вә муавин министирларниң иштирак қилиши билән йиллиқ син көрүнүшлүк хуласә йиғини чақирилди.

йиғиндики сөзи әснасида мудапиә вә бихәтәрлик мәсилилири тоғрисида тохталған ақар, мушу бир йилдики терроризмға қарши күрәштә қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләрни иштиракчилар билән ортақлашти.

у: «бу бир йилда дөләт ичи вә сиртида болуп 200 дин артуқ зәрбә бериш һәрикити елип бардуқ. елип берилған мувәппәқийәтлик һәрикәтләр нәтиҗисидә дөләт ичи вә сиртида җәмий үч миң 646 террорчи бир тәрәп қилинди. бир тәрәп қилинған террорчиларниң арисида тәшкилатниң аталмиш рәһбәрлик қатлимидики каттибашлириму  бар. хуласилигәндә 2015- йили 7- айниң 24- күнидики террорчиларға қарши башланған йеңи күрәш мусаписидин бүгүнгичә болған җәрйанда бир тәрәп қилинған террорчилар омумий сани 30 миң 416 гә йәтти» дегәнләрни қәйт қилди.

мәзкур зәрбә бериш һәрикәтлиридә террорлуқ тәшкилати пайдилиниватқан һәр хил орун, өңкүр вә панаһлиниш орунлириниң битчит қилип ташланғанлиқини билдүргән ақар: «дөләт ичи вә чегра сиртидики террорлуқ унсурлириниң қанчилик өңкүри вә увиси болса, битчит қилип ташланди вә давамлиқ битчит қилиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر