афад идлибқа йардәм буйумлири әвәтти

түркийә апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш идариси - афад, сүрийәниң идлиб тағлиқ районидики тәртипсиз лагерларда йашайдиған кәлгүн қурбанлириға түркийә қизил һилал ай җәмийити арқилиқ 180 чедир вә инсанпәрвәрлик йардими әвәтти.

1550923
афад идлибқа йардәм буйумлири әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш идариси байанат елан қилип, 2019 - йили 12 - айдин 2020 - йили 3 - айғичә сүрийәдики һакимийәт күчлириниң һуҗумлири нәтиҗисидә идлибниң җәнубидики аһалиләр районлиридин түркийә чеграсиға йеқин җайларға нурғун кишиниң көчүшкә мәҗбур болғанлиқини әслитип өтти.

бу районға тәхминән бир милйон кишиниң көчүп кәлгәнликигә ишарәт қилинған байанатта, уларниң бәзилириниң иҗаригә алған ул әслиһәсиз йәрләргә тәртипсиз шәкилдә 50 дин 100 гичә аилиликләр сиғидиған лагерларни қурғанлиқи тәкитләнди.

бу ай йағқан қаттиқ йамғур пәйда қилған су апитиниң идлибниң һәрим районидики тәртипсиз лагерларда йашайдиған кишиләргиму зийан йәткүзгәнлики билдүрүлгән байанатта йәнә, вәқәдин кейинла хатай апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш идариси башқармиси тәрипидин түркийә қизил һилал ай җәмийити арқилиқ 180 чедир вә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң районға әвәтилгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر