әрдоған католик җамаитиниң мәниви даһийсиға тәзийә билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбул латин католик җамаитиниң мәниви даһийси рубен тйеррабланка гонзалезниң вапатиға тәзийә билдүрди.

1551306
әрдоған католик җамаитиниң мәниви даһийсиға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған бу һәқтә елан қилған тәзийә байанатида, мундақ дегән: «<вухән вируси> билән йуқумланғандин кейин, йеқиндин буйан давалиниватқан истанбул латин католик җамаитиниң мәниви даһийси рубен тйеррабланка гонзалезниң вапатидин қаттиқ қайғурдум. латин католик җамаитигә, болупму униң қиммәтлик аилиси, йеқин - йоруқлири вә уруқ - туғқанлириға тәзийә билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر