измирда 31 нәпәр чәтәллик панаһланғучи назарәткә елинди

измирниң фоча райониға қарашлиқ деңиз тәвәликидә җанлирини тикип чәтәлгә чиқмақчи болған 31 панаһланғучи қирғаққа елип чиқилди.

1548462
измирда 31 нәпәр чәтәллик панаһланғучи назарәткә елинди

түркийә авази радийоси хәвири: деңиз саһили бихәтәрликини қоғдаш әтрити асланбурнуда панаһланғучиларниң мәвҗутлиқиға даир учур тапшуруп алғандин кейин бихәтәрлик әтритини районға әвәтти.

әтрәт пакистандин 1, маракәштин 1, сомалидин 9, оттура африқа җумһурийитидин 9, сенегалдин 2, конгодин 4 вә афғанистандин 5 киши болуп, җәмий 31 нәпәр панаһланғучини қирғаққа елип чиқти.

кичик балиларниму өз ичигә алған панаһланғучилар саламәтлик тәкшүрүшидин кейин, сақчиға тапшуруп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر