түркийә белгийәниң қарабағ тоғрисидики қарарини әйиблиди

түркийә, белгийә авам палатасида қобул қилинған йуқири қарабағ тоғрисидики 1597 - номурлуқ қарарниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини билдүрди.

1548166
түркийә белгийәниң қарабағ тоғрисидики қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, белгийә авам палатасида йуқири қарабағ вә 9 – декабирни хатириләш күни тоғрисида қобул қилинған 1597 вә 923 - номурлуқ қарарларға мунасивәтлик соалға йазма җаваб берип, «йуқири қарабағ мәсилисидә белгийә авам палатаси омумий мәҗлисидә қобул қилинған 1597 – номурлуқ қарар қануний йаки әхлақий җәһәттин әмәлийәткә уйғун әмәс. түркийә тоғрисида асассиз дәва вә төһмәтләрни өз ичигә алған бу қарарни рәт қилимиз» деди.

бу қарарниң белгийә авам палатасиниң бир қисим парламент әзалириниң бир тәрәплимә әрмән сөз – чөчәклиригә қанчилик дәриҗидә ойунчуқ болуп бәргәнлики, натоғра қарашларға асасән һәрикәт қилғанлиқи вә дөләт ички сийаситиниң тар мәнпәәтлиригә әсир болуп қалғанлиқиниң рошән мисали икәнликини әскәртип, «бу қарар түркийә - белгийә мунасивитигә төһпә қошмайла қалмай, райондики тинчлиқ  вә муқимлиқ орнитиш хизмәтлиригиму төһпә қошмайду. бу хил қарарлар йәнә әрменийәниң пакитни қобул қилиш җәрйанини кечиктүрүп, мәсулийитини үстигә елиштин қечишиға илһам бериду.

йәнә бир тәрәптин белгийә авам палатасида шу күни қобул қилинған 9 – декабирни ирқий қирғинчилиқниң зийанкәшликигә учриғучиларни хатириләш күни дәп елан қилиниши тоғрисидики қарардики 1915 – йил вәқәлиригә мунасивәтлик мәнбәләрму йавропа кишилик һоқуқ сот мәһкимисиниң қарарлири башта болуп қанунниң асасий пиринсиплириға зит» дегәнләрни қәйт қилди.

ақсой, түркийәниң белгийәдин ақиланә һәрикәт қилип, мәзкур қарарлар даирисидә икки дөләт мунасивитигә көләңгә чүшүридиған қәдәмләрни ташлаштин сақлинишини күтидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر