түрк әскәрләр қарабағда мина тазилашни башлиди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, «қарабағда мина вә йәрлик усулда йасалған партлатқуч буйумларни тазилаш» хизмәтлириниң давам қиливатқанлиқини уқтурди.

1546888
түрк әскәрләр қарабағда мина тазилашни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи, қуруқлуқ армийәси қоманданлиқ иштаби мина издәш вә тазилаш алаһидә әтритидики 136 хадимниң әрменийә ишғалийитидин азад қилинған қарабағда вәзипә өтәшни башлиғанлиқини уқтуруп, «әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлири қәһриманларчә пидакарлиқ билән  күрәш қилип әрменийә ишғалийитидин азад қилған қарабағда мина вә йәрлик усулда йасалған партлатқуч буйумларни тазилаш хизмәтлири давам қилмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта йәнә, түркийә қуруқлуқ армийәси қоманданлиқ иштаби мина издәш вә тазилаш алаһидә әтритиниң райондики мина тазилаш хизмәтлиригә йардәмчи болуш билән биргә, әзәрбәйҗан армийәси хадимлирини тәрбийәләш мәқситидә районға йетип берип, вәзипә орунлириға орунлашқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر