ирақ баш министири әнқәрәни зийарәт қилиду

ирақ баш министири мустафа әлказими түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән әтә (2020-йили 17-декабир) түркийәдә зийарәттә болиду.

1546353
ирақ баш министири әнқәрәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министри мустафа әлказими пайтәхт әнқәрәдики учришишлири даирисидә, җумһур рәислик сарийида рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшиду.

икки дөләт оттурисида барлиқ саһәләрдики мунасивәтләрниң сүритини тезләштүрүш күтүлгән мәзкур зийарәттә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақтики мал-мүлкиниң күнтәртипкә келиши, мустафа әлказиминиң террорлуқ тәшкилатиниң ирақтики қанунсиз тәшкиллинишини ахирлаштуруш тәклип қилинған синҗар келишиминиң иҗра қилинишиға мунасивәтлик мәлумат бериши пәрәз қилинмақта.

зийарәттә, икки дөләт оттурисидики сода һәҗимини ашуруш вә түркийә ширкәтлириниң террорлуқ тәшкилати даеш бузғунчилиқ қилған районларниң қайтидин қурулуши даирисидә ирақтики селинма лайиһәлириму күнтәртип маддиси қатаридин орун алиду.

ирақ баш министири әлказиминиң бу қетимқи әнқәрә зийарити, у вәзипигә олтурғандин кейинки тунҗи зийарәт болуп һесаблиниду.

ирақниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси һәсән җәбани 13-декабир ирақта чиқидиған рәсмий гезит «сабаһ» та байанат елан қилип, баш министир әлказиминиң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән йуқири дәриҗилик һәйәт билән зийарәттә болидиған әнқәрәдә, икки дөләт оттурисида хәвпсизлик вә иқтисадий мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқини билдүргән иди.

у: «баш министир әлказими учришишларда террористларниң чеградин өтүшиниң алдини елиш вә уларға қарши ортақ күрәш қилиш арқилиқ 15 милйард болған сода омумий һәҗимини ашуруш мәсилиси музакирә қилиниду. зийарәттә йәнә, су мәсилиси, чегра бихәтәрлики вә нефит експорти қатарлиқ мәсилиләрму музакирә қилиниду» дегән иди.

у ирақ билән түркийә оттурисидики алий истратегийәлик һәмкарлиқ кеңишиниңму һәрикәткә өткүзүлидиғанлиқини қәйт қилған иди.

бу җәрйанда, ирақ баш министири мустафа әлказиминиң зийаритидин бурун ирақ ташқи ишлар министири фуад һүсәйинниң әнқәрәдә болидиғанлиқи билдүрүлди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر