түркийә американиң ембарго қарарини әйиблиди

түркийә американиң бир тәрәплимилик һалда чиқарған ембарго қарарини әйиблди вә рәт қилди.

1545454
түркийә американиң ембарго қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи американиң ембарго қарарини әйибләп, байанат елан қилди.

байанатта: «американиң бир тәрәплимиликкә игә ембарго қарарлирини әйибләймиз вә рәт қилимиз» дейилди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«американи бу адаләтсиз ембарго қарарини қайтидин көздин кәчүрүшкә вә вәһимилик хаталиқтин қайтишқа дәвәт қилимиз. ундақ болмиғанда, бу ембарголарға қарши керәклик қәдәмләрниң ташлинидиғанлиқи вә мувапиқ дәп қаралған вақитта, җаваб қайтурулидиғанлиқи тоғрисида агаһландуримиз.»

америка  русийәдин сетивелинған «S-400» һава қалқан системиси сәвәбидин түркийәгә бәзи ембарголарни йүргүзүш қарарини чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر