дубәй – истанбул айропилан сәпәрлири қайтидин башлиниду

«вухән вируси» сәвәбидин уда 9 ай тохтап қалған дубәй – истанбул айропилан сәпәрлири қайтидин башлиниду.

1544834
дубәй – истанбул айропилан сәпәрлири қайтидин башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи дубәйгә җайлашқан Flydubai  ширкити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, дубәй – истанбул сабиһа гөкчән айродуруми айропилан сәпәрлириниң 17 – декабирдин етибарән башлинидиғанлиқи, беләт сетиш ишлириниң башланғанлиқи уқтурулди.

Flydubai  ширкити, «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә истанбул айропилан сәпәрлирини 2020 – йили 17 – март күни тохтатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر