әрдоған: йавропа иттипақи истратегийәлик әмалиқтин балдуррақ қутулуши керәк

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йавропа иттипақиниң мәһкум болған истратегийәлик әмалиқтин балдуррақ қутулуши керәкликини ейтти.

1540854
әрдоған: йавропа иттипақи истратегийәлик әмалиқтин балдуррақ қутулуши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хәлқара универстетлар кеңиши вә ақдеңиз универстети тәрипидин анталйада өткүзүлгән шәрқий ақдеңиз муһакимә йиғиниға видео арқилиқ қатнашти.

у: «йавропа иттипақи мәһкум болған истратегийәлик әмалиқтин балдуррақ қутулуши керәк. җәнубий қибрис рум һакимийити вә гиретсийә тәрипидин шәрқий ақдеңизниң қалаймиқан пайдилинишиға рухсәт йол қоймаслиқи керәк» деди.

у иттипақ һәмкарлиқи нами астида қибрис түрклиригә вә түркийәгә техиму көп наһәқчилиқ қилинмаслиқи керәкликини әскәртип: «шәрқий адеңизда саһили болған барлиқ район дөләтлири вә қибрис түрклири қатнашқан конферанс өткүзүш тәклипимиз һелиму үстәлдә туруватиду. мунасивәтлик тәрәпләрдин түркийәниң узатқан қолини һавада ташлап қоймаслиқни үмид қилимиз. гиретсийәни өз ичигә алған шәрқий ақдеңиздики барлиқ қошна дөләтләрни бу мәсилини ойун сүпитидә көрүштин ваз кечишкә чақиримән. тәмкинлик, сәмимийлик вә әқил билән һәрикәт қилғанда, һәммә һәқ-һоқуқини қоғдиған, өзара пайда-мәнпәәт йәткүзүшни асас қилған формулани тапалайдиғанлиқимизға ишинимән» деди.

у түркийәгә охшаш ақдеңизниң әң узун саһилиға игә бир дөләтниң, йүз бәргәнләргә қарап турушиниң мумкин әмәсликини билдүрүп, мундақ деди:

«дөлитимизниң анталйа саһиллириға солап қойуш мәқсәт қилинған пилан вә хәритиләрни қобул қилмайдиғанлиқини очуқ ейттуқ. һечкимниң һәқ-һоқуқини талан-тараҗ қилиш нийитимиз йоқ. һәқ-һоқуқимизни қолимиздин тартивелишқа урунған булаңчи аңға қарши қәддимизни тик тутимиз. дөлитимиз шәрқий ақдеңиз мәсилисидә ихтилапларни күчәйтивеитишни әмәс, бәлки тинчлиқ, өзара һәмкарлиқ, һәққанийәт вә адиллиқниң орнитилишини қоллайду.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر