түркийә тинчлиқ булиқи районини қоллашни давамлаштурмақта

түркийә сүрийәдә тинчлиқ булиқи һәрикити елип берилған райондики пуқраларға изчил һалда инсанпәрвәрлик йардими қилмақта.

1540610
түркийә тинчлиқ булиқи районини қоллашни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи твиттерда түркийәниң сүрийәликләргә инсанпәрвәрлик йардими қиливатқанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

түркийә әскәрлириниң район хәлқигә йәткүзгән инсанпәрвәрлик йардәмләргә мунасивәтлик фотографларға орун аҗритилған байанатта: «2019-йили өктәбирдин нойабирғичә қәһриман мәһмәтчиклиримиз террорлуқтин тазилиған, террористларниң бесим вә зулмидин азад қилған тинчлиқ булиқи районида, инсанпәрвәрлик йардәмлири еһтийаҗлиқ кишиләргә йәткүзүлмәктә» дейилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر