әрдоған руһани билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран пирезиденти һәсән руһани билән телефонлашти.

1539245
әрдоған руһани билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, түркийә – иран мунасивәтлирини гүлләндүрүш қәдәмлири музакирә қилинған телефон сөһбити җәрйанида районға алақидар мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштурулған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәт әснасида, иранлиқ тәтқиқатчи муһим фаһризадәниң әпсуслинарлиқ бир суйиқәст нәтиҗисидә һайатидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрүп, қериндаш иран хәлқи вә фаһризадәниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүргән.

әрдоғанниң суйиқәст қилинған вақитқа ишарәт қилған һалда, һуҗумниң районниң тинчлиқ вә хатирҗәмликигә бузғунчилиқ селишни нишан қилғанлиқини, бирақ районни муқимсизлаштурмақчи болған йошурун күчләрниң үмидлириниң йәнә бир қетим суға чилаштурулидиғанлиқини тилға елип өтти.

җумһур рәис әрдоған йәнә тағлиқ қарабағ ихтилапи тоғрисида тохтилип, нөвәттики йеңи бир басқучқа қәдәм бесилғанлиқини, бу басқучта әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиға күләңгә чүшүридиған һәр түрлүк һәрикәтләрдин сәзгүрлүк билән сақлинишниң пәвқуладдә муһим икәнликини, үзүл – кесил тинчлиқ вә муқимлиқни бәрпа қилишниң йеңи пурсәт ишиклирини ачидиғанлиқини, буниң әрменийәни өз ичигә алған райондики барлиқ дөләтләргә пайдилиқ болидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر