сойлу: ағри - иран чеграси бихәтәрлик теми қурулуши пүтти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу, ағри – иран чеграсидики 81 километирлиқ бихәтәрлик теми қурулушиниң пүткәнликини җакарлиди.

1539692
сойлу: ағри - иран чеграси бихәтәрлик теми қурулуши пүтти

түркийә авази радийоси хәвири: министир сүләйман сойлу иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, «министирлиқимизниң чегра бихәтәрликини күчәйтиш системилири даирисидә, ағри вилайитимизниң иран чеграсидики 81 километир җайға бихәтәр теми селиш қурулуши бүгүн ахирлашти. җуғрапийәлик түзүлүшиниң интайин мурәккәп болушиға қаримай, икки йил ичидә қурулушниң һазирқи һаләткә келишигә капаләтлик қилған ағри валийлиқ мәһкимимизгә, бу хизмәткә зор төһпә қошқа аммиви олтурақ қурулушлири идариси – токиға вә һөддигәрләргә, шундақла қурулушниң ройапқа чиқирилишиға әстайидил күч чиқарған ишчи – хизмәтчилиримиз билән инженерлиримизға вә террорлуқ тәшкилатиниң тәһдитлирини битчит қилған хәвпсизлик күчлиримизгә рәһмәт ейтимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر