мустапа шәнтоп хәлқара мейиплар күни мунасивити билән тивиттерда учур елан қилди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп, сөйгү, һәмкарлиқ вә көйүмчанлиқ билән һәммәйлән бирликтә мийиплар үчүн тосалғусиз турмуш бәрпа қилидиғанлиқини ейтти.

1538968
мустапа шәнтоп хәлқара мейиплар күни мунасивити билән тивиттерда учур елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп хәлқара мейиплар күни мунасивити билән учур елан қилди.

мустапа шәнтоп тивиттер һесабида, «#3AralıkDünyaEngellilerGünü» «3- дикабир хәлқара мийиплар күни» дегән хәткүч билән һәмбәһирлигән учурида, «сөйгү, һәмкарлиқ вә көйүмчанлиқ билән һәммимиз бирликтә мийиплар үчүн тосалғусиз турмуш бәрпа қилимиз. пәқәт бир күнла әмәс,  һәр күни силәрниң йениңларда болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر