әрдоған қатар әмирини мурасим билән күтүвалди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған «6-қетимлиқ түркийә-қатар алий истратегийәлик комитети йиғини» йиғини үчүн әнқәрәгә кәлгән қатар әмири тәмим һамед бин алсанини рәсмий мурасим билән күтүвалди.

1534973
әрдоған қатар әмирини мурасим билән күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән қатар оттурисида раваҗлиниватқан вә тәрәққий қиливатқан һәр хил мунасивәтләр рамкисида өткүзүлгән «6-қетимлиқ түркийә-қатар алий истратегийәлик комитети йиғини» пайтәхт әнқәрәдә ечилиду.йиғинға, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән қатар әмири тәмим һамед бин алсани рийасәтчилик қилиду.

йиғин үчүн түркийәгә йетип кәлгән қатар әмири шәйх тәмим һамед бин алсани, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин җумһур рәислик сарийида рәсмий мурасим билән күтүвелинди. мурасимдин кейин, әрдоған билән алсани айрим көрүшти вә арқидин һәйәтләр ара учришиш өткүзүлди.

һәйәтләр учришиши ахирлашқанда, икки дөләт оттурисида һәр хил саһәләр бойичә имза қойуш мурасими өткүзүлиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән қатар әмири алсани йеқинқи 70 айда 18-қетимлиқ алий рәһбәрләр йиғинини әмәлгә ашурди. бу икки дөләт мунасивәтлири вә дөләтләр ара мунасивәтлири нуқтисидин зор әһмийәткә игә.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر