йәрлик ваксина тәтқиқатлирида тез илгириләш қолға кәлди

түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа твиттерда йәрлик ваксина тәтқиқатлири тоғрисида учур һәмбәһирлиди.

1532939
йәрлик ваксина тәтқиқатлирида тез илгириләш қолға кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа твиттерда йәрлик ваксина тәтқиқатлири тоғрисида учур һәмбәһирлиди. у мундақ деди:

«түркийә сәһийә иниститутлири идарисиниң қоллиши астида, әрҗийәс универстетида тәтқиқ қилип йасиливатқан вухән вируси(Kovid-19)ға қарши ваксинаниң ‹1-фаз› синиқида 44 пидаийға ваксина әмләнди. һазирғичә һечқандақ әкс тәсир көрүлмиди. иккинчи қетимлиқ синақ 26-нойабирдин 14-декабирғичә қилиниду. йәнә 15 ваксина намзати хуш хәвири бар.»   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر