түркийә филиппинға тәзийә билдүрди

түркийә, филиппинға иссиқ бәлвағ борини кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

1530307
түркийә филиппинға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида, «филиппинда молаве, гони вә вамко иссиқ бәлвағ боранлири пәйда қилған су апити вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлириниң 100 дин артуқ адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғанлиқи, зор зийан кәлтүрүп чиқарғанлиқи вә пайтәхт манила җайлашқан лузон арилиниң апәт райони дәп елан қилинғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилди» дегән ибариләргә орун берилди.

апәтләрдә қаза қилғанларниң туғқанлириға, филиппин хәлқигә вә һөкүмәткә сәмимий тәзийә билдүрүлгән байанатта, йариланғанларға тез шипалиқлар тиләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر