түркийә ғәрбий сәһра мәсилисиниң сийасий йол билән һәл қилинишини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә, ғәрбий сәһра мәсилисини б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлири даирисидә адил вә үзүл – кесил һәл қилиш йолидики сийасий тиришчанлиқларни қоллайдиғанлиқини уқтурди.

1528342
түркийә ғәрбий сәһра мәсилисиниң сийасий йол билән һәл қилинишини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, маракәшниң, маракәш – мавританийә таш йолиниң гәргарат тәңпуң районида елип барған зәрбә бериш һәрикити тоғрисидики бир соалға йазма шәкилдә җаваб қайтурди.

түркийәниң, маракәшниң районда хәлқ вә мал – мүлүкниң әркин һәрикәт қилишини капаләткә игә қилиш мәқситидә чиқарған қарарлирини көзитиватқанлиқини вә районға кирип – чиқишларға йол қойулушиниң муһим икәнликини билдүргән ақсой, сөзини давамлаштуруп, «түркийә, ғәрбий сәһра мәсилисини б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлири даирисидә адил вә үзүл – кесил һәл қилиш йолидики сийасий тиришчанлиқларни қоллайдиғанлиқини қоллайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر