татар чавушоғлуни қобул қилди

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуни қобул қилди.

1527783
татар чавушоғлуни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, татар «15 – нойабир җумһурийәт байрими» ни тәбрикләш паалийәтлиригә қатнишиш үчүн түнүгүн кәчтә шималий қибрис түрк җумһурийитигә барған ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкән.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәислик сарийида ишқа ашурулған учришиштин кейин, һәйәтләр ара зийапәтлик йиғин өткүзүлгән.

министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «учришишта, алдимиздики басқучта бирликтә ташлайдиған қәдәмлиримиз һәққидә музакирә елип бардуқ. миллий давамизда сөз – һәрикәттики бирликимиз интайин мустәһкәмдур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر