әрдоған австралийә баш министири билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған австралийә баш министири скот моррисон билән телефонда көрүшти.

1526696
әрдоған австралийә баш министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, австралийә баш министири скот моррисонниң  тәлипигә бинаән ишқа ашурулған телефон сөһбитидә, түркийә – австралийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида ташлинидиған қәдәмләр вә хәлқаралиқ мунбәрләрдә һәмкарлиқ орнитиш темилирини чөридигән һалда музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған, австралийәни асийа-тинч окйан районидики муһим шерик вә йәр шари характерлик мәсилиләрдә охшаш көз қараштики достанә дөләт дәп билидиғанлиқлирини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر