ататүрк вапат болғанлиқиниң 82 – йиллиқи

бүгүн түркийә җумһурийити дөлитиниң қурғучиси, ғази мустапа камал ататүрк вапат болғиниға 82 йил болған күндур.

1525013
ататүрк вапат болғанлиқиниң 82 – йиллиқи
10 kasim anma.jpg
10 kasim anma1.jpg
erdogan anitkabir1.jpeg
10 kasim anma2.jpg
erdogan anitkabir.jpeg

түркийә авази радийоси хәвири: «мустәқиллиқ уруши (1919 – 1923 – йиллар)» арқилиқ анадолуни ишғалдин азад қилған, арқидинла һәр саһәдә ишқа ашурған инқилабий паалийәтлири сайисида заманиви түркийәниң ул ташлирини орнатқан улуғ рәһбәр ататүркниң хатириси үчүн؛ у буниңдин 82 йил илгири аләм өткән әтигән саәт 9 дин 5 минут өткәндә, түркийәниң һәрқайси җайлирида һөрмәттә турулди: барлиқ түркийә хәлқи бир минутлуқ һөрмәттә турди.

ашу пәйтләрдә, дөләт әрбаблири, улуғ рәһбәр ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә униң һәмраһлиқидики һәйәт, ататүркниң һузурида һөрмәттә турди.

әрдоған, ататүрк хатирә сарийиниң мәхсус дәптиригә мунуларни йазди:

«миллитимизниң мәвҗутлуқ вә мустәқиллиқ күришини ғәлибә билән таҗландурған вә бизгә мустәқил вә әркин дөләтни мирас қалдурған ғази мустапа камал ататүрк вә униң қәһриман сәпдашлири миллитимиз тәрипидин иптихарлиқ туйғуси ичидә йад етилиду. биз шеһитлиримизниң пидакарлиқлири үстигә қурулған җумһурийитимиз мәңгү йашнайдиған, кәлгүси әвладларға техиму гүлләнгән, күчлүк вә нопузлуқ бир дөләтни мирас қалдуруш үчүн давамлиқ тиришимиз. роһиңиз аман болғай!».

кейинчә, ататүрк хатирә сарийи кәң хәлқ аммисиниң зийаритигә ечиветилди. буниңдин 82 йил бурунқи дәрд – әләмләрни худди бүгүнкидәкла һес қиливатқан миңларчә киши, ататүркниң һузуриға сәлдәк ақти.

ататүркниң вапат болғанлиқиниң 82 – йиллиқи мәмликәтниң һәрқайси җайлирида вә вкаләтханилардиму мурасимлар арқилиқ хатириләнди.

бүйүк рәһбәр мустапа камал ататүрк ахирәткә сәпәр қилған истанбулдики «долмабаһчә сарийи» дики һуҗрисидиму мурасим арқилиқ хатириләнди. мурасим йеқинлашқанда, 7 йаштин 70 йашқичә болған һәр хил йаштики пуқралар сарайниң алдида узун өчрәт һасил қилди. бәзи пуқралар ататүркниң йатиқи вә әтрапиға ақ вә қизил гүлчәмбирәкләр һәм гүллирини қойди, бәзи йашлар вә балилар болса, улуғ рәһбәргә болған сеғинишлиқ һес – туйғулирини ипадиләп йазған хатирилирини қалдурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر