әрдоған әзәрбәйҗанниң байрақ байримини тәбриклиди

әрдоған телеграмма тарқитип, хәлқара сәһнидә «икки дөләт бир милләт» һалитидә бирликтә һәрикәт қиливатқан әзәрбәйҗанниң 9 - нойабир дөләт байриқи байримини тәбриклиди.

1524858
әрдоған әзәрбәйҗанниң байрақ байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң, тағлиқ қарабағниң һәммила йеридә шанлиқ әзәрбәйҗан байриқи әркин ләпилдигүчә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлири билән бир сәптә турушни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

әрдоған телеграмма тарқитип, хәлқара сәһнидә «икки дөләт бир милләт» һалитидә бирликтә һәрикәт қиливатқан әзәрбәйҗанниң 9 - нойабир дөләт байриқи байримини тәбриклиди.

әзәрбәйҗанлиқ мәрһум шаир бәхтийар ваһапзадәниң, әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисидики мунасивәткә «бир аниниң икки пәрзәнти» дәп ениқлима бәргәнликини әслитип өткән әрдоған, икки қериндаш дөләтниң ташлиған қәдәмлири арқилиқ пәқәт еғиздила әмәс, сийасәттин дипломатийәгичә, енергийәдин мудапиәгичә болған барлиқ саһәләрдә һәқиқий қериндаш икәнликини пүткүл дунйаға намайан қилғанлиқини ейтти.

җумһур рәис әрдоған сөзини давамлаштуруп, «әзәрбәйҗанниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати қарарлириға қаримай 30 йилға йеқин әрменийәниң ишғали астида турған тағлиқ қарабағдики земинлирини азад қилиш күришини чин дилимиз вә пүткүл имканийәтлиримиз билән қоллаймиз. қәдимий түрк шәһири шушаниң ишғалдин азад қилиниши билән бизниң мутләқ ғәлибигә болған ишәнчимиз вә үмидимиз техиму күчәйди. биз, қәһриман әзәрбәйҗан армийәси алдида мәғлубийәткә учриған әрменийәниң техиму көп қан төкүлмәстин ишғал қиливалған земинларни һәқиқий игилиригә тапшуруп беришини арзу вә үмид қилимиз. түркийә, тағлиқ қарабағниң һәммила йеридә шанлиқ әзәрбәйҗан байриқи әркин ләпилдигүчә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлири билән бир сәптә турушни давамлаштуриду. бу қарашлар билән қәдирлик қериндишим пирезидент илһам әлийев арқилиқ әзәрбәйҗан түрклириниң байрақ байримини тәбрикләймән؛ вәтән, байрақ, әзан вә мустәқиллиқ йолида җанлирини пида қилған езиз шеһитлиримизни сеғиниш ичидә әсләймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر