фират қалқини районида террористларға зәрбә берилди

сүрийәдә фират қалқини районида оқ чиқарған һалда чеградин мәхпий өтүшкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ниң икки әзаси бир тәрәп қилинди.

1524474
фират қалқини районида террористларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә фират қалқини районида оқ чиқарған һалда чеградин мәхпий өтүшкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ниң икки әзаси бир тәрәп қилинди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи твитетр бетидә байанат елан қилип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ға әза террористлар фират қалқини райониға оқ чиқирип, чеградин мәхпий өтүшкә урунғанлиқини билдүрди.

байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ға әза икки террористниң алаһидә зәрбидарлар тәрипидин бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر