истанбул сабиһа гөкчән айродуруми йавропадики әң ават 5- айродурум болди

истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродуруми 20-өктәбир күни ишқа ашурулған 429 нөвәтчи айропилан сәпири билән йавропадики әң ават 5 – айродурум болди.

1515111
истанбул сабиһа гөкчән айродуруми йавропадики әң ават 5- айродурум болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа авийатсийә йол башлаш бихәтәрлик тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 10-айниң 20-күни истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродурумида дөләт ичи вә хәлқара авийатсийә линийәлиридә җәмий 429 нөвәтчи айропилан сәпири ишқа ашурулған. шуниң билән, сабиһа гөкчән айродуруми, «йавропадики әң ават 5 – айродурум» унваниға еришкән.

дөләт ичи вә хәлқара нөвәтчи айропилан сәпәрлиридә,  560 нөвәтчи айропилан сәпири билән, амистердам (голландийә) - шипол айродуруми  биринчи, 492 нөвәтчи айропилан сәпири билән, париж (франсийә) - чарлез дегол айродуруми иккинчи, 452 нөвәтчи айропилан сәпири билән, лондон (әнгилийә) - һесров айродуруми үчинчи, 443 нөвәтчи айропилан сәпири билән, германийә - фиранкфорт айродуруми төтинчи орунға тизилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر