әрдоған германийә сақчилириниң «мәвлана җамәсини» ахтурушини әйиблиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийә сақчилириниң пайтәхт берлиндики «мәвлана җамәси» ни ахтурушини қаттиқ әйиблиди.

1515005
әрдоған германийә сақчилириниң «мәвлана җамәсини» ахтурушини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «берлиндики ирқчилиқ вә ислам дүшмәнликидин узуқлиниватқанлиқи һәммигә айан болған, етиқад әркинликини пүтүнләй йоққа чиқарған германийә сақчилириниң <мәвлана җамәси> ни ахтурушини қаттиқ әйибләймән. җамәниң башқуруш һәйитидин һал сораймән. түркийә дөлити болуш сүпитимиз билән, һәрқандақ бир сәвәб билән муқәддәс бир ибадәтханиниң рәһимсизләрчә дәпсәндә қилинишиға земин һазирлинишиниң мумкин әмәсликигә ишинимиз. мәйли қәйәрдә вә қандақ шәкилдә болса болсун, ирқчилиқ, чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш вә ислам дүшмәнликигә қарши күрәшни қәтий давамлаштуримиз. узун йиллардин буйан <демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинликниң бөшүки> дәп атилип кәлгән йавропа, бүгүнки күнгә кәлгәндә, толиму әпсуски, өзиниң охшимиған мәдәнийәтлиригә қарши уруш қилидиған бир қурулмиға айлинип қалди.»

берлинда «вухән вируси» йуқумида зийанға учриған кичик типтики хизмәт орунлириға берилгән маддий йардәмләрдин наһәқ рәвиштә пайдиланғанлиқи илгири сүрүлүп, 4 хизмәт орнидин сирт йәнә, «мәвлана җамәси» му сақчилар тәрипидин ахтурулғаниди.

чаршәнбә күни әтигән тәрәпләрдә 150 сақчи қатнашқан ахтуруш җәрйанида, сақчиларниң «мәвлана җамәси» ниң гиләмлиригә қунчлуқ бәтинкилири билән дәссәп мәйнәт қиливетиши вә намаз вақти болуши қаттиқ наразилиқ қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر