түркийә армийәсиниң «әркин от ечиш - 2020» паалийити әнқәрәдә өткүзүлди

түркийә армийәсиниң от ечиш күчи намайан қилинидиған «әркин оқ чиқириш - 2020» паалийтидә нишанлар дәл қариға елинип бир тәрәп қилинди.

1514030
түркийә армийәсиниң «әркин от ечиш - 2020» паалийити әнқәрәдә өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: «әркин оқ чиқириш - 2020» паалийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, түркийә армийәси баш иштаб башлиқи генерал – полковник йашар гүләр, һәрқайси қоманданлиқларниң қоманлири вә башқа мунасивәтлик кишиләрниң иштирак қилиши билән әнқәрәниң полатли наһийәсидики генерал ниһат шәноғул етиш вә манивер өткүзүш районида башланди.

түркийә армийәсиниң от ечиш күчини намайан қилиш вә һәрқайси қисимларниң от ечиш җәһәттики өзара маслиқини илгири сүрүш мәқситидә орунлаштурулған паалийәткә қуруқлуқ, деңиз вә һава армийәлири билән алаһидә һәрикәт қоманданлиқи қармиқидики 1096 хадим иштирак қилди.

төт даниси йеңидин түркийә армийәси қораллири қатариға сәпләнгән қоралларму тунҗи қетим ишлитилгән паалийәттә, 37 қорал системиси билән нишанлар йоқитип ташланди.

«әркин оқ чиқириш - 2020» паалийитидә түркийә өзи ишләпчиқарған зәмбирәкләр, қорқут һава мудапиә системилири, пийадә қисимлар милтиқи қатарлиқларни өз ичигә алған һәрхил қоралларму утуқлуқ һалда синақтин өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر