бүгүн түркийәдә йуқум сәвәбидин 56 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә «вухән вируси» (Kovid-19) сәвәбидин 56 киши қаза қилди.

1504847
бүгүн түркийәдә йуқум сәвәбидин 56 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә 56 нәпәр вухән вируси (ковид – 19) бимари қаза қилди. шуниң билән, «вухән вируси» оттуриға чиққандин буйан қаза қилғанлар сани 8 миң 609 ға йәтти.

бир күн ичидә  116 миң 608 киши тәкшүрүлди, булардин 1 миң 581 кишидә вирус байқалди.

мушу 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққан 1 миң 355 киши билән қошулуп, сақайғанларниң омумий сани 288 миң 954 кишигә йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر