атакуләдә әзәрбәйҗан байриқиниң рәңлири чақниди

әнқәрәниң символлириниң бири болған атакулә (мунар), түркийәниң әзәрбәйҗан билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини намайан қилиш мәқситидә қериндаш дөләтниң байриқиниң рәңлири билән йорутулди.

1499153
атакуләдә әзәрбәйҗан байриқиниң рәңлири чақниди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң, әрменийәниң һуҗумлириға қарши дост вә қериндаш әзәрбәйҗан хәлқи билән бирлик, һәмкарлиқ ичидә икәнликиниң сигналини бериш мәқситидә атакулә, қериндаш дөләтниң байрақ рәңгидә көк , қизил вә йешил чирағлар билән йорутулди.

мунарниң йуқирисидики екранларда «икки дөләт бир милләт, җан әзәрбәйҗан» дегән хәтләр орун алди, сода мәркизидики чоң екранда болса, түркийә вә әзәрбәйҗан байрақлири ләпилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر