чавушоғлу б д т ни дийарбакир анилирини қоллашқа чақирди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, «терроризмниң зийанкәшликигә учриғучилар достлири» йиғинида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ни терроризмниң зийанкәшликигә учриған дийарбакир анилирини қоллашқа чақирди.

1499346
чавушоғлу б д т ни дийарбакир анилирини қоллашқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу тивиттердики адреси арқилиқ терроризмниң зийанкәшликигә учриғучилар достлири йиғиниға иштирак қилғанлиқи һәққидә мәлумат берип, «дөлитимизниң терроризмға қарши күриши вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к  тәрипидин пәрзәнтлири қечилған аилиләрниң  азаблирини байан қилдуқ. б д т терроризм қурбанлирини қоллаш үчүн паал хизмәтләрни ишлиши керәк» деди.

дийарбакир анлири, дегән нам билән атиливатқан аилиләр, п к к тәрипидин алдап йаки тутуп кетилгән пәрзәнтлири билән дидарлишиш үмидидә хәлқләрниң демократик партийәсиниң дийарбакир вилайәтлик шөбә бинаси алдида 2019 – йили 3 – сентәбирдин буйан олтурувелиш паалийитини давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر