«саһәдиму, сөһбәт үстилидиму әзәрбәйҗанниң йенидимиз»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң уруш мәйданидиму, сөһбәт үстилидиму әзәрбәйҗанниң йенида икәнликини билдүрди.

1498532
«саһәдиму, сөһбәт үстилидиму әзәрбәйҗанниң йенидимиз»

 түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән, өзиниңму әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамов, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минсик гурупписиниң тәң һоқуқлуқ рәислири билән телефонда көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди: «киризисни һәл қилишниң орниға техиму мурәккәпләштүрүветиштин нәп алалайдиғанлиқини хам хийал қиливатқан әрменийә йәнә һәддидин ашти, әрменийә бу қетим җавабини мәйданда еливатиду. биз уруш мәйданидиму, сөһбәт үстилидиму әзәрбәйҗанниң йенидимиз.»

түнүгүн әтигән тәрәпләрдә әрменийә – әзәрбәйҗан алдинқи сәп линийәсидә, әрменийә күчлириниң әзәрбәйҗанниң туралғу районлириға һуҗум қилиши нәтиҗисидә тоқунушлар башланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر