әрдоған столтенберг билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән телефонда көрүшти.

1496416
әрдоған столтенберг билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр вә түркийә – шималий атлантик әһди тәшкилати мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилған учришишта, җумһур рәис әрдоған, түркийәниң шәрқий ақдеңиз мәсилисидә баштин тартипла сүркилишни пәсәйтиш вә дийалог орнитиш тәрәпдари болуп келиватқанлиқини пәқәт байанатлири арқилиқла әмәс, әмәлий һәрикәтлири биләнму очуқ – ашкара һалда намайән қиливатқанлиқини билдүрди.

гиретсийәниң сүркилишни әвҗ алдуруветиши вә иғвагәрликлиригә қаримай, түркийәниң соғуққан болуш позитсийәсидә чиң туруп келиватқанлиқини ейтқан әрдоған, киризискә һәл қилиш чариси издәш музакирилириниң тәрәққийатиниң, гиретсийәниң җиддийчиликни пәсәйтиш йолида ташлиғуси сәмимий қәдәмлиригә бағлиқ болидиғанлиқини қәйт қилди.

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергниң, шәрқий ақдеңиз мәсилисидә көрситиватқан тиришчанлиқлиридин интайин хурсән икәнликини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, түркийәнң шәрқий ақдеңиз мәсилисидә  натодики йараштуруш басқучини баштин тартипла қоллап қиливатқанлиқини, һәмдә мурәссәлишишниң ишқа ашурулушини сәмимийлик билән арзу қилидиғанлиқини тәкитлиди.

түркийәниң, шималий атлантик әһди тәшкилатидики йараштуруш хизмитиниң мувәппәқийәтлик һалда тамамлиниши вә бирдәклик һасил қилишни чин дилидин арзу қилидиғанлиқини ейтқан җумһур рәис әрдоған, нато һәмкарлиқи вә бу даиридә түркийә билән һәмкарлишишниң районлуқ мәсилиләрни һәл қилишта наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر