«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң « һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 4 террорчи бир тәрәп қилинди.

1495086
«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «алаһидә қисимлиримиз <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң һуҗумиға тақабил туруп, йәнә 4 террорчини бир тәрәп қилди.»

түркийә армийәси билән сүрийә миллий армийәси, сүрийәниң шималида террорчилар каридори шәкилләндүрүшкә урунған вә өзлирини сүрийә демократик күчлири дәп ативалған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п й д/ п к к ға қарши 2019 – йили 9 – өктәбир күни «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» ни қозғиғаниди.

һәрбий һәрикәт, районниң террорчилардин тазилинишидин кейин, 2019 – йили 25 – нойабир күни тамамланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر