бүгүн түркийәдә йуқум сәвәбидин 68 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә «вухән вируси» (Kovid-19) сәвәбидин 68 киши қаза қилди.

1494761
бүгүн түркийәдә йуқум сәвәбидин 68 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә 68 нәпәр вухән вируси (ковид – 19) бимари қаза қилди. шуниң билән, «вухән вируси» оттуриға чиққандин буйан қаза қилғанлар сани 7 миң 574 кә йәтти.

бир күн ичидә  112 миң 942 киши тәкшүрүлди, булардин 1 миң 743 кишидә вирус байқалди.

мушу 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққан 1 миң 202 киши билән қошулуп, сақайғанларниң омумий сани 268 миң 435кишигә йәтти.


خەتكۈچ: #бимар , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر