әнқәрәдә нурғун даеш гумандари тутулди

пайтәхт әнқәрәдә террорлуқ тәшкилати даеш вә тоқунуш районлири билән четишлиқи барлиқи ениқлап чиқилған теги ирақлиқ 19 гумандардин 16 си тутулди.

1492241
әнқәрәдә нурғун даеш гумандари тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрә вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики идариси терроризмға қарши күрәш вә ахбарат башқармилириниң мас қәдәмдә хизмәт ишлиши нәтиҗисидә, теги ирақлиқ 19 кишиниң, террорлуқ тәшкилати даеш вә тоқунуш районлири билән четишлиқи барлиқи ениқлап чиқилди.

тәкшүрүшләрдин кейин ишқа ашурулған ахтуруш – из қоғлаш нәтиҗисидә, гумандарлардин 16 си қолға чүшти.

қалған қачқун гумандарларни қолға чүшүрүш паалийәтлириму давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر