түркийә – гиретсийә техникилиқ йиғини

гиретсийә билән түркийә һәйәтлири оттурисидики шималий атлантик әһди тәшкилати баш оргинида «бурулуш методлири» музакирә қилинидиған техникилиқ йиғинниң бүгүн чақирилиши күтүлмәктә.

1490929
түркийә – гиретсийә техникилиқ йиғини

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергниң телефонлишишидин кейин, шималий атлантик әһди тәшкилати қараргаһида, түркийә – гиретсийә һәрбий һәйәтлири ара йиғин чақирилиши қарарлаштурулғаниди.

бу даиридә, икки дөләтниң һәрбий һәйәтлири оттурисида тунҗи нөвәтлик «бурулуш методлири» йиғини 10 – сентәбир күни нато қараргаһида өткүзүлгәниди.

хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, техникилиқ йиғинниң бүгүн чүштин кейин ишқа ашурулуши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر