гиретсийә қайтишқа мәҗбурлиған мусапирлар қутқузувелинди
измир, айдин вә муғлада гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 76 нәпәр панаһланғучи қутқузувелинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи байанат берип, измирниң фоча наһийәси аслан бурну райони деңиз тәвәликидин бир қейиқтики 11, қарабурун наһийәси деңиз тәвәликидин икки қейиқтики 37, айдинниң қушадаси наһийәси давутлар райони деңиз тәвәликидин 19 вә муғланиң мармарис наһийәси алаҗа бурну райони деңиз тәвәликидин 9 панаһланғучиниң қутқузулуп қуруқлуққа елип чиқилғанлиқини уқтурди.
гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 76 мусапир керәклик рәсмийәтләр беҗирилгәндин кейин вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә ғәззәгә давамлиқ инсанпәрвәрлик йардими қилмақта
түркийәниң ғәззәгә қилған омумий инсанпәрвәрлик йардими 52 миң тоннидин ашти.