машарипов  1368 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди

истанбулдики көңүл ечиш мәркизидә 2017 – йили кечиси йүз бәргән вә 39 кишиниң җениға замин болған террорлуқ һуҗумиға мунасивәтлик сотта, җавабкар машарипов 1368 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1486916
машарипов  1368 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул 27 – еғир җинайи ишлар сотида, сот һәйити, мәзкур террорлуқ һуҗумини елип барған җавабкар абдулқадир машариповни, «асасий қанунни дәпсәндә қилиш» вә «сақчи бурақ йилдизниму өз ичигә алған 39 кишини қәстән өлтүрүш» җинайити сәвәблик 40 қетим еғирлаштурулған муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди.

тутқунлуқ һалитиниң давамлишиши қарарлаштурулған машарипов, «79 кишини өлтүрүшкә тәшәббус қилиш» вә «хәвәплик рухсәтсиз қорал сақлаш» җинайәтлири сәвәблик 1368 йиллиқ қамақ җазаси вә 375 миң лира пул җазасиға мәһкум қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر